түркийә: исраилийәниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң ғәззә қарарини иҗра қилишини үмид қилимиз

түркийә исраилийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишидә мақулланған ғәззә қарарида көрситилгән тәләпләрни балдуррақ орундишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

2120253
түркийә: исраилийәниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң ғәззә қарарини иҗра қилишини үмид қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли, б д т хәвпсизлик кеңишиниң түнүгүн мақулланған 2728 (2024) - номурлуқ «ғәззәдә дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилған» қарари тоғрисидики соалға йазма һаләттә җаваб қайтуруп: «биз б д т хәвпсизлик кеңишиниң рамизан ейида ғәззәдә җиддий уруш тохтитиш шундақла ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп бериш тоғрисидики қарариға иҗабий қәдәм дәп қараймиз. биз исраилийәниң бу қарарниң тәләплирини мумкинқәдәр тез орундишини үмид қилимиз» деди.

у ғәззәдики тирагедийәниң ахирлишиши вә исраилийә-пәләстин мәсилисини үзүл-кесил һәл қилиш үчүн, хәлқара җәмийәтниң исраилийәгә қарши ортақ позитсийә билдүрүши керәкликини тәкитлиди.

ғәззәдә сиҗиллиққа айландурғили болидиған шәкилдә «рамизанда дәрһал уруш тохтитиш» тоғрисидики қарар лайиһәси б д т хәвпсизлик кеңишидә авазға қойулуп мақулланғаниди.

америка қошма иштатлири «битәрәплик»ини сақлап қалған қарар лайиһәси 14 әза дөләтниң қоллиши билән қобул қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر