қәһриман әскәрлиримиз ирақниң шималида 2 террорчини уҗуқтурди

дөләт ичи вә чегра сиртида террорлуққа қарши күрәш қәтийлик билән давамлашмақта.

2119848
қәһриман әскәрлиримиз ирақниң шималида 2 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчиниң байқалғанлиқи вә һава һәрикити арқилиқ уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «бизниң қәтий ирадә билән давамлаштуруватқан һәрикәтлиримиз ахирқи бир террорчи уҗуқтурулғанға қәдәр давамлишиду» дейилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر