түркийә авиатсийә ширкити келәр һәптидин етибарән ливийәгә учушни башлайдиған болди

түркийә авиатсийә ширкити  10 йилдин кейин келәр һәптә тунҗи қетим ливийәгә учушни башлайду.

2119360
түркийә авиатсийә ширкити келәр һәптидин етибарән ливийәгә учушни башлайдиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә бу һәқтә иҗтимаий алақә торида байанат елан қилди.

абдулһәмид дибәйбә байанатида: «әлһәмдулиллаһ, 10 йилдин кейин, түркийә авиатсийә ширкити келәр һәптидин етибарән ливийәгә нөвәтчи айропилан қатнашни қайта башлайдиған болди» деди.

абдулһәмид дибәйбә түркийә авиатсийә ширкитиниң ливийәгә учушни башлишиниң ливийдики муқимлиқиниң намайәндиси болғанлиқини тәкитләп, бу қәдәмләрниң ташлинишиға төһпә қошқан аммиви авиатсийә идарисиға вә ливийәдики барлиқ мунасивәтлик органларға рәхмәт ейтти.

түркийә авиатсийә ширкити  баш дериктори билал әкши иҗтимаий алақә һесабида елан қилған байанатида: «ливийәгә учушлиримиз башлиниду, һәптидә 3 қетим учимиз, айропилан биләтлиримиз сетишқа ечилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر