әрдоған партийәсиниң қәйсәри йиғилишида сөз қилди

җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң қәйсәри чоң йиғилишида иштиракчиларға хитаб қилди.

2118501
әрдоған партийәсиниң қәйсәри йиғилишида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 21 йилда түркийә иқтисадини үч һәссә ашурғанлиқлирини, уни йәнә икки һәссә тәрәққий қилдуруп, дунйадики әң күчлүк иқтисадий гәвдиләр қатаридики лайиқ орунға игә қилишни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.

әрдоған сөзлирини хәлқниң норуз байримини тәбриклигән һалда башлап: «мән җуғрапийәмиздики норузниң шатлиқини баштин кәчүрүватқан пүтүн қериндашлиримизниң норуз байримини тәбрикләймән. оттура асийадин балқан райониғичә болған кәң районда йеңи үмидләр билән тәбрикләнгән норузниң йахшилиқларға васитә болушини тиләймән» деди.

әрдоған түркийә иқтисади тоғрисида тохтилип: «21 йилда түркийә иқтисадини үч һәссә ашурушқа мувәппәқ болдуқ. әмдики нишанимиз, алдимиздики мәзгилдә дөлитимизни йәнә икки һәссә тәрәққий қилдуруп, дунйаниң әң күчлүк иқтисадий гәвдилири қатаридики өзигә лайиқ орунға игә қилиштур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر