миллий истихбарат идариси террорчиларниң аталмиш каттибашлиридин йәнә бирини уҗуқтурди

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / к җ к ниң аталмиш иран йашларни маслаштуруш әмәлдари барзан һәсәнзадәни ирақниң қандил районида зәрбә бериш һәрикити елип берип уҗуқтурди.

2118261
миллий истихбарат идариси террорчиларниң аталмиш каттибашлиридин йәнә бирини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игилинишичә, миллий истихбарат идариси 2016-йили террорлуқ тәшкилатиға қатнашқан «толхилдан қандил» код исимлик ​​террорчи барзан һәсәнзадәниң ирақниң қандил тағлиқ районида икәнликини ениқлап чиққан вә зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи тәшкилат каттибашлиридин җәмил байик вә дуран қалқан билән алақисиниң барлиқи дәлилләнгән террочи һәсәнзадәни уҗуқтурған.

террорчиниң террорлуқ тәшкилатиға әза қобул қилиш паалийәтлири билән шуғуллиниватқанлиқи ениқланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر