ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ишлитиватқан 27 орун һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ битчит қилип ташланди.

2117808
ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «биз һечбир шеһитимизниң қенини йәрдә қоймидуқ, қоймаймиз! ирақниң шималидики мәтина, зап, хакурк, гара вә қандил районлиридики п к к террорлуқ тәшкилатиниң ишлитиватқанлиқи ениқланған өңкүр, панаһлиниш орни қатарлиқ 27 нишан һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ йоқитип ташланди» деди.

п к к террорлуқ тәшкилатиниң түнүгүнки ирақниң шималидики <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити районға соқунуп киришкә орунуш һәрикити җәрйанида бир әскәр шеһит болған, төт әскәр йариланғаниди.

түнүгүнки тоқунушта, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, алтә террорчи бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر