әрдоған йәмән, сүрийә, судан, түркистан вә афғанистандики азаблиқ қериндашлар һәққидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәләстин земинида чоң бир инсанпәрвәрлик паҗиәсиниң йүз бериватқанлиқини ейтти.

2116365
әрдоған йәмән, сүрийә, судан, түркистан вә афғанистандики азаблиқ қериндашлар һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулдики халич қурултай мәркизидә өткүзүлгән иптар программисида сөз қилип, тоқунуш, инсанпәрвәрлик паҗиәлири вә кризисләр  әвҗ алған азаблиқ мәзгилдә муқәддәс рамизан ейиниң йетип кәлгәнликини билдүрди.

әрдоған: «бизләр йеқинлиримиз, аилимиз вә туғқанлиримиз билән иптарниң хушаллиқини ортақлишиватқан болсақ, ғәззәдә вә ишғал қилинған пәләстин земинида тәрипләшкә сөзму йәтмәйдиған чоң бир инсанпәрвәрлик паҗиәси йүз бәрмәктә. бир қача иссиқ йемәклик, бир истакан пакиз су тепишму катта һәшәмәт һесаблинидиған интайин азаблиқ вә инсанийәткә нисбәтән интайин номуслуқ күнләргә шаһит болмақтимиз. йәмән, сүрийә, судан, түркистан вә афғанистан қатарлиқ қәлб җоғрапийәмизниң охшаш болмиған булуңлирида қериндашлиримиз бу муқәддәс күнләрдә һәқиқәтән қаттиқ синақларни баштин кәчүрүватиду» деди.

 әрдоған адаләткә, тинчлиққа вә иттипақлиққа шундақла зулумға учриғанлар үчүн йардәмлишиш сәпәрвәрликигә һәр қандақ вақиттикидинму бәк еһтийаҗ һес қилиниватқан бир дәврдә туруватлиқини ейтти.

рамизанниң йетип келиши билән тәң түркийә хәлқиниң ғәззәгә вә башқа зулумға учриған районларға болған йардимини көпәйткәнликини көрүп хушал болғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, «түркийә вә түркийә хәлқи болуш сүпитимиз билән әсирләрдин бери қилип келиватқаинимизға охшаш қийинчилиқта қалғанларниң йардимигә йүгрәшни давамлаштуримиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر