ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

ирақниң шималидики «пәнчә-қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к әзаси икки террорчи уҗуқтурулди.

2116287
ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «ирақниң шималидики <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити районида байқалған п к к әзаси икки террорчи түркийә армийәси тәрипидин уҗуқтурулди. қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр, п к к террорлуқ тәшкилатиға қарши күришимиз әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинип болғучә давамлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, қуруқлуқ армийә қомандани генерал сәлчуқ байрақтароғлуниң бир қисим баталийон вә чегра мудапиәси қоманданлиири билән бирликтә ирақниң шималидики пәнчә-чақмақ һәрбий һәрикити районидики зинар зинар теғи базисидики хизмәтләрни тәкшүргәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر