әрдоған «мустәқиллиқ маршиниң қобул қилиниши хатирә күни» мунасивити билән телеграмма йоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бизниң мустәқиллиқ (дөләт) маршимизни унтуп қалған күнимиз, путимизға асарәт кишәнлири селинғанлиқидин дерәк бериду» деди.

2114322
әрдоған «мустәқиллиқ маршиниң қобул қилиниши хатирә күни» мунасивити билән телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 12-март мустәқиллиқ маршиниң қобул қилиниши вә марш шаири мәһмәт акиф әрсойни хатириләш күни мунасивити билән телеграмма тарқатти.

мустәқиллиқ маршиниң милләт сүпитидә әркинликкә еришип, вәтинини ишғалдин азад қилип, йеңи кәлгүси бәрпа қилишниң бир әсирдин көпрәк вақит илгирики ортақ миллий тонушниң ипадиси икәнликини тилға алған әрдоған: «бизниң мәдәнийәт арқа көрүнүшимиз, қиммәт қаришимиз, етиқадимиз, хәлқимизниң тарихтики йүрүши мустәқиллиқ маршимизниң мисралирида өз ипадисини тапқан. мустәқиллиқ урушиға йетәкчилик қилған түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң ирадиси вә қәтийлики؛ алдинқи сәптики әскәрлиримизниң пидакарлиқи, ирадиси вә вәтән сөйгүси мустәқиллиқ маршида ипадиләнгән» деди.

бүгүнму мустәқиллиқ маршидики һәр бир сөз, һәр бир учурни бәдини вә роһиниң һәрбир талалириғичә қобул қилған йашларниң барлиқини тәкитлигән җумһур рәис, сөзини давамлаштуруп: «бизниң байрақ вә әзан сәзгүрлүкини вақти кәлгәндә һайати бәдилигә қоғдайдиған әвладлиримиз бар. түрк хәлқиниң миңларчә йиллиқ дөләт вә мәдәнийәт дәвасини он қитәдә қәлбләргә ойған мустәқиллиқ маршимизни унтуп қалған күнимиз, путимизға асарәт кишәни, бойнимизға зилләт зәнҗири селинған болиду. хәлқимизниң қәлбидә алаһидә орунға игә болған улуғ вәтәнпәрвәр шаиримиз мәһмәт акиф әрсой, мустәқиллиқ маршимизни өз ичигә  алған әсәрлири вә пикирлири билән һәр даим һөрмәт билән әслиниду. дөләт маршимиз қобул қилинғанлиқиниң хатирә йилида, мәһмәт акиф әрсой қатарлиқ мустәқиллиқ күришимизниң барлиқ қәһриманлирини сеғиниш вә миннәтдарлиқ ичидә хатириләймән һәмдә барлиқ хәлқимизгә чин һесйатим билән салам йоллаймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر