қуртулмуш мавританийә парламентиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш мавританийә ислам җумһурийити дөләт парламентиниң башлиқи мохамәд бамба овлд мегут билән көрүшти.

2111540
қуртулмуш мавританийә парламентиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш екс (X) адресида учур һәмбәһләп, ислам һәмкарлиқ парламент әзалири ансамбилиниң пирограммиси даирисидә мавританийәни зийарәт қилғанлиқини вә мавританийә парламентиниң башлиқи мохамәд бамба овлд мегут билән көрүшкәнликини қәйт қилди.

у учурида: «учришишимизда, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларни көздин кәчүрдуқ, мавританийәдә африқа иттипақи дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғининиң ечилғанлиқини, һәмдә мавританийәниң африқа иттипақи нөвәтчи рәисликини тапшурувалғанлиқини тәбриклидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر