истихбарат идариси ирақниң шималида  бир террорчи мәсулини уҗуқтурди

түркийә истихбарат идариси (MİT) ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш йашлар һәрикити мәсули гүлсүн силгирни ирақниң шималида уҗуқтурди.

2110468
истихбарат идариси ирақниң шималида  бир террорчи мәсулини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, п к к/к җ к ниң аталмиш йашлар һәрикити мәсули гүлсүн силгирниң ирақниң сулайманийә йезисиға қарашлиқ пәнҗәвин районида икәнлики ениқлиған.

террорчи гүлсүн силгир түркийә истихбарат идарисиниң нуқтилиқ һәрикити билән шу йәрдила уҗуқтурулған.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​йашларһәрикитиниң ичидә икәнлики вә 2011-йилдин буйан террорлуқ һәрикәтлиригә қатнашқанлиқи, йашларни алдаш арқилиқ тәшкилатқа хизмәтчи қобул қилиш паалийәтлирини тәшкиллигәнлики ениқланған силгирниң 2021-йилдин буйан сулайманийә йезисида һәрикәт қиливатқанлиқи ениқланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر