әрдоған пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән түркийә-пакистан мунасивәтлири, район характерлик вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида сөһбәтләшти.

2110578
әрдоған пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси екс (X) бетидә учур һәмбәһрләп, әрдоған билән пакистан баш министири шаһбаз шәрифниң телефонда көрүшкәнликини билдүрди. һәмбәһирләнгән учурда мундақ дейилди:

«һөрмәтлик җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән телефонда көрүшти. сөһбәттә түркийә-пакистан мунасивәтлири, район характерлик вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинди. җумһур рәис әрдоған сөһбәттә шаһбаз шәрифниң қайтидин баш министирлиқ вәзиписигә сайланғанлиқини тәбриклиди вә бу йеңи мәзгилдә түркийә - пакистан мунасивәтлириниң техиму чоңқурлашқан һалда тәрәққий қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди. җумһур рәис әрдоған пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқини вә пакистан хәлқигә тәзийә билдүридиғанлиқини ейтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر