фидан африқа дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан 1-3-март күнлири арисида өткүзүлгән 3-қетимлиқ анталйа дипломатийә мунбири рамкисида, африқа дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири вә район тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән көрүшти.

2110374
фидан африқа дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан 3-қетимлиқ анталйа дипломатийә мунбири рамкисида, африқа дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири вә район тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән көрүшти.

дипломатик мәнбәләрдин елинған мәлуматларға асасланғанда, ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң африқа дөләтлири билән системилиқ вә көп тәрәплимилик һәмкарлиқ моделлирини тәрәққий қилдурғанлиқини әскәртип, мунасивәтләрниң тәң шериклик вә өзара һөрмәт қилиш пиринсиплириға тайинидиғанлиқини қәйт қилған.

у түркийәниң африқадики 44 дөләттә әлчихана ачқанлиқини, афрқа қитәси билән болған сода омумий соммисиниң 40 милйард доллардин ашидиғанлиқини вә бивастә мәбләғ соммисиниң 6 милйард доллардин ашқанлиқини билдүрди.

у африқа дуч кәлгән бихәтәрлик, тәрәққийат, йемәк-ичмәк вә қәрз қатарлиқ мәсилиләргиму, түркийәниң йардәм қиливатқанлиқини тәкитлиди.

у африқаниң мәсилилирини һәл қилиш чарәлирини африқадин тепиш керәкликини әскәртип, 3-қетимлиқ түркийә-африқа министирлири көздин кәчүрүш конферансиниңму пат йеқинда ечилидиғанлиқини билдүрди.

анталйа дипломатийә мунбиригә африқадин тоққуз дөләтниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири, 25 ташқи ишлар министири қатнашти.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر