әрдоған түркийәниң русийә-украина сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә тәййар икәнликини билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иккинчи йилини арқида қалдурған русийә-украина уруши тоғрисида тохтилип: «биз илгири истанбулда қурған тинчлиқ сөһбити үстилини қайтидин қурушқа тәййармиз» деди.

2108888
әрдоған түркийәниң русийә-украина сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған украина-җәнубий шәрқий йавропа башлиқлар йиғиниға йоллиған син көрүнүшлүк телеграммисида, түркийәниң украинаниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи, бихәтәрлики вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқини, қирим татарлириниң һоқуқи вә мәнпәәтини қоғдаш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрсәткәнликини тәкитлиди.

әрдоған урушни адил вә узақ муддәтлик тинчлиқ арқилиқ ахирлаштуруш үчүн, дипломатийә вә дийалогқа пурсәт бериш керәклики тоғрисидики көз қаришида һазирму чиң туридиғанлиқини әскәртип: « биз илгири истанбулда қурған тинчлиқ сөһбити үстилини қайтидин қурушқа тәййармиз. бу мунасивәт билән, ортақ җуғрапийәмиз болған балқан районида шәрқий җәнубий йавропа дөләтлириниң һәмкарлиқ мусаписи арқилиқ җанланған иттипақлиқ роһиниң йеқин әтраптики җуғрапийәмизгиму кеңийишини үмид қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған башлиқлар йиғинини тәшкилләшкә төһпә қошқанларни, болупму башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилған албанийә баш министири әди рамани чин көңлидин тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر