әһмәд йилдиз б д т баш катипиниң сүрийә алаһидә вәкили билән көрүшти
түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири әһмәд йилдиз бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипиниң сүрийә алаһидә вәкили геир педерсен билән көрүшти.
2108125
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин ташқи ишлар министири йилдиз иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида һәмбәһрилигән учурида: «б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 55-нөвәтлик йиғини даирисидики йуқири дәриҗиликләр мәхсус йиғиниға иштирак қилиш үчүн (шиветсийәниң) җәнвә шәһиридә турмақтимиз» дегән ибариләргә орун бәрди.