фидан мексикада дөләт ишлири зийаритидә болди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан мексикада өләт ишлири зийаритидә болди.

2107861
фидан мексикада дөләт ишлири зийаритидә болди
hakan-fidan-ibarra.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан мексикадики дөләт ишлири зийарити җәрйанида, мексика ташқи ишлар министири алисйа барсена ибарра билән көрүшүп, сийасий, иқтисадий, мудапиә вә мәдәнийәт қатарлиқ саһәләр бойичә пикир алмаштурди.

сөһбәт җәрйанида йәнә, көчмәнләр мәсилиси, адәм әткәсчилики вә террорлуққа қарши туруш темилириму музакирә қилинди.

кейин мексика авам палатаси рәиси кастилло билән көрүшкән фидан, түркийәниң мексикадики әлчиханисиниму зийарәт қилип, әлчихана хадимлири вә мунасивәтлик орунларниң вәкиллири билән көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر