җәвдәт йилмаз бүгүн әнглийәгә бариду

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз бүгүн (26-феврал) мәбләғ салғучилар билән биргә һәр хил учришишларда болуш үчүн әнглийәгә бариду.

2107301
җәвдәт йилмаз бүгүн әнглийәгә бариду

түркийә авази радийоси хәвири: җәвдәт йилмаз әнглийәдики зийаритиниң биринчи күнидә, түркийәниң лондондики баш әлчиси осман корай әрташ билән әлчихана туралғусида көрүшиду вә түркийә сода дунйасиниң вәкиллири билән бир йәргә җәм болиду.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз пирограммисиниң иккинчи күнидә, әнглийәниң муавин баш вәзири оливер довден, йавропа қайта қуруш вә тәрәққийат банкасиниң рәиси одиле ренад бассо вә қибрис түрк җәмийити вәкиллири билән айрим-айрим көрүшиду. андин әнглийә санаәт бирләшмиси тәрипидин уйуштурулған йуқири дәриҗиликләр йумилақ үстәл йиғиниға қатнишиду.

җәвдәт йилмаз йәнә, әнглийә йунус әмрә институти түркийә мәдәнийәт мәркизидә, түрк җамаитиниң вәкиллири билән көрүшиду. андин түркийәниң мәбләғ селиш пурсәтлирини чүшәндүрш үчүн лондон аксийә базирида мәбләғ салғучилар билән учришиду.

җәвдәт йилмазға пирограммилири бойичә, җумһур рәислик мәһкимиси мәбләғ селиш ишханисиниң башлиқи әһмәт бурак дағлиоғлу һәмраһ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر