хақан фидан германийәдә гиретсийәлик мәнсәпдеши йоргос йерапетритис билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан 60 - нөвәтлик мйунхен бихәтәрлик йиғини даирисидә, гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис билән көрүшти.

2103976
хақан фидан германийәдә гиретсийәлик мәнсәпдеши йоргос йерапетритис билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәлиниң X адресида һәмбәһирлигән учуриға асасланғанда, ташқи ишлар министири хақан фидан вә гиретсийә ташқи ишлар министири йерапетритис мйунхен бихәтәрлик йиғини җәрйанида көрүшкән.

өнҗү кәчәли көрүшүштә, икки тәрәп вә район характерлик мунасивәтләрниң, музакирә қилинған темиларниң қатарида икәнликини билдүрүп, 7 - декабир (2023) да афенада өткүзүлгән 5- нөвәтлик йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишидә имзаланған келишимләрниң иҗра қилинишидин башқа йәнә, сийасий дийалог, иҗабий күнтәртип вә өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири даирисидә ташлинидиған қәдәмләрниңму музакирә қилинғанлиқини ейтти.

өнҗү кәчәли гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң пайтәхт әнқәрәдә елип баридиған зийаритиниң тәййарлиқлириниңму музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

хақан фиданниң түркийәниң мйунхенда турушлуқ консулханисида аммиви тәшкилатлар вәкиллири биләнму учрашқанлиқи қәйт қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر