фидан мийунхенда муһим учришишларни өткүзди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан 60-нөвәтлик мийунхен бихәтәрлик йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған германийәниң мийунхен шәһиридә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин қобул қилинди.

2103564
фидан мийунхенда муһим учришишларни өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп: «министиримиз хақан фидан мийунхенда әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин қобул қилинди» деди.

фидан йәнә йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел вә молдавийә ташқи ишлар министири михаи попшои билән айрим-айрим сөһбәтләшти.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, боррел билән көрүшүп, түркийә-йавропа мунасивәтлири тоғрисида сөзләшкән фидан, йавропа иттипақиниң башқа кандидат дөләтләргә бир хил, түркийәгә башқа бир хил муамилә қилмаслиқи керәкликини әскәрткән.

ғәззә мәсилисиму музакирә қилинған сөһббәт җәрйанида, ичидики пикир охшимаслиқлириниң йавропа иттипақиниң пәләстинликләрни қоллишиға еғир тосқунлуқ қиливатқанлиқи, иттипақниң исраилийәгә қарши кәскин позитсийә билдүрәлмигәнлики оттуриға қойулди.

сүрийә мәсилисиму музакирә қилинған сөһбәт әснасида, һәр икки тәрәп сүрийә һакимийитиниң сийасий мусапигә қатнишиши керәкликини тәкитлигән.

дипломатик мәнбәләр йәнә, министир фиданниң молдавийә ташқи ишлар министири попшои билән көрүшүп, иқтисадий мунасивәт, енергийә, маарип вә мудапиә санаити қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқ мәсилилири шундақла кәлгүсидики йуқири дәриҗилик зийарәтләр билән түркийәниң гагавузға қилған йардәмлири тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر