ибраһим қалин мийунхен бихәтәрлик йиғиниға иштирак қилиду

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) башлиқи ибраһим қалин бүгүн германийәдә башлинидиған 60-нөвәтлик мийунхен бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду.

2103215
ибраһим қалин мийунхен бихәтәрлик йиғиниға иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, ибраһим қалин йиғин җәрйанида, иштиракчи мәнсәпдашлири билән истихбарат (дөләт бихәтәрлики) дипломатийәси даирисидә айрим учришишларни өткүзидикән.

учришишлири җәрйанида, район вә дунйави мәсилиләр, террорлуққа қарши күрәш, ғәззә вәзийити, русийә-украина урушиға мунасивәтлик өзгиришләр, тор вә тәшкиллик җинайи қилмишларға қарши туруш қатарлиқлар мәсилиләр музакирә қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر