җумһур рәис әрдоған пирезидент сиси билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мисир билән түркийәниң миң йилдин артуқ өзара гирәлишип кәткән тарих вә мәдәнийәткә игә икәнликини ейтти.

2102511
җумһур рәис әрдоған пирезидент сиси билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн барған мисирда, пирезидент абдулфәттаһ сиси билән айрим вә вәкилләр өмәклири ара сөһбәтләшкәндин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

«миң йилдин көпрәк тарихқа игә өзара гирәлишип кәткән тарих вә мәдәнийәткә игә түркийә билән мисирниң, чоңқур йилтиз тартқан бу мирастин илһам елип, мунасивәтлирини мунасип сәвийәгә йәткүзүшкә тиришиватқанлиқи»ни тәкитлигән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «әзиз қериндишимни кеңәш йиғинимизни өткүзүш үчүн, пат пурсәттә әнқәрәдә зийарәттә болушқа тәклип қилдим. мән бу зийарәтниң мунасивәтлиримизниң йеңи бурулуш нуқтиси болидиғанлиқиға ишинимән. сода вә иқтисад һәмкарлиқимизниң паравозини тәшкил қилиду. бүгүнки сөһбәтлиримиз җәрйанида, қисқа вақит ичидә сода миқдарини 15 милйард долларға йәткүзүш тоғрисида бирдәклик һасил қилдуқ. буниңдин башқа 3 милйард доллар әтрапидики селинминиң миқдарини ашурушни қарар қилдуқ؛ бу йөнилиштә ташлашқа болидиған қошумчә қәдәмләр һәққидә пикир алмаштурдуқ.

мудапиә санаити биз наһайити зор йошурун күчкә игә болған бир саһә. мисир мудапиә саһәсигә зор миқдарда мәбләғ салмақта. мән мисир билән һәмкарлишип, ортақ түрләрни тәрәққий қилдуридиғанлиқимизға ишинимән. биз йәнә суйуқландурулған тәбиий газ, йадро вә қайта һасил болидиған енергийә қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқимизни тәрәққий қилдуруш тоғрисидиму сөзлишиватимиз» деди.

җумһур рәис әрдоған мисир билән сайаһәт, маарип вә мәдәнийәт қатарлиқ саһәләрдики алақини техиму күчәйтиш үчүн тиришидиғанлиқини билдүрди.

қаһирәдики йунус әмрә институтиниң дунйадики әң ават түрк тили өгиниш курслириниң бири икәнликини билдүргән әрдоған, өткән йили 22 миң мисирлиқ оқуғучиниң түркчә өгиниш курсиға тизимлитишиниң хушаллинарлиқ иш икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر