җумһур рәис әрдоған мисирда зийарәттә болмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аридин 12 йил өткәндин кейин мисирда дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2102392
җумһур рәис әрдоған мисирда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт қаһирәдики иттиһадиййә сарийида пирезидент абдулфәттаһ сиси тәрипидин рәсмий мурасим билән көтүвелинди؛ әрдоған билән сиси мурасим мәйданидики орниға барғандин кейин, зәмбирәк етилди вә икки дөләтниң мустәқиллиқ маршлири оқулди.

әрдоған мәнсәпдиши сиси билән мурасим мәйданидики әскәрләргә салам бәрди вә мухбирларниң сүрәткә тартивелишиға пурсәт йаритип бәрди.

икки дөләтниң вәкиллири тонуштурулғандин кейин, айрим вә һәйәтләр ара сөһбәт башланди.

 икки тәрәплик йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ механизмини җанландуруш йолида ташлинидиған қәдәмләрму музакирә қилинидиған сөһбәт җәрйанида, сода, мудапиә, енергийә вә сайаһәт қатарлиқ охшимиған саһәдики пурсәтләр муһакимә қилиниду.

булардин башқа, исраилийәниң пәләстингә қаратқан һуҗумлириму музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر