әрдоған ал нәһйан билән йепиқ сөһбәт өткүзди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған «әзиз меһман» сүпитидә иштирак қилған «кәлгүсиниң һөкүмәтлирини шәкилләндүрүш» темилиқ «дунйа һөкүмәтләр башлиқлар йиғини» даирисидики айрим учришишлири даирисидә, әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт рәиси муһәммәд бин зайид ал нәһйан билән йепиқ сөһбәт өткүзди.
һәрқайси дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт әмәлдарлири билән хәлқара тәшкилатлар, хусусийлар игиликидики органлар, илим-пән, пуқралар җәмийәтлири, ақиллар амбири, ахбарат вәкиллири вә сода-санаәтчиләрни бир йәргә җәм қилидиған башлиқлар йиғининиң асаслиқ нутуқ сөзлгүчиси болған әрдоғанниң, һәр қайси дөләтләрниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири биләнму айрим сөһбәтләрни өткүзүши күтүлмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сүрийә вә ирақниң шималида 17 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 17 террорчи бир тәрәп қилинди.