җумһур рәис әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидики учришишлирини давамлаштурмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «биз пәләстинлик қериндашлиримизни һәргизму игә-чақисиз, чарисиз вә йалғуз ташлап қоймаймиз» деди.

2101742
җумһур рәис әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидики учришишлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн барған дубәйдә өткүзүлгән «дунйа һөкүмәтләр башлиқлар йиғини»да сөз қилип: «өзини хәлқара қанундин үстүн көридиған исраилийә, нәччә он йилдин буйан ишғал, булаңчилиқ, вәйран қилиш вә қирғин қилиш сийасәтлиридин ваз кәчмиди» деди.

«районимизниң тинчлиқ, хатирҗәмлик вә иқтисадий тәрәққийат йоли пәләстин дөлитиниң қурулушини бесип өтиду» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «әгәр исраилийә мәңгүлүк тинчлиқ орнитишни халиса, кеңәймичилик арзулирини әмәлгә ашурушни тохтитип, 1967-йилидики чегралар асасида мустәқил пәләстин дөлитиниң мәвҗутлуқини етирап қилиши керәк... 1967-йилидики чегралар ичидә шәрқий қуддусни пайтәхт қилған мустәқил, игилик һоқуқлуқ вә җуғрапийә җәһәттин бир гәвдиләшкән пәләстин дөлити қурулмай туруп ташлинидиған һәр бир қәдәм йерим қалиду. биз пәләстинлик қериндашлиримизни һәргизму игә-чақисиз, чарисиз вә йалғуз ташлап қоймаймиз» деди.

у йәнә: «мән йеқиндин буйанқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстин мусапирлар оргининиң иззәт-абруйини төкүш урунушлиридин әпсусланғанлиқимизни билдүрмәкчимән. виҗданлиқ дөләтләрни ийорданийә, сүрийә, ливан вә пәләстин земинлиридики 6 милйон мусапирниң һайатлиқ йоли болған орган (UNRWA)ни қоғдашқа чақиримән» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған икки тәрәплик учришишлириниң бир қисми сүпитидә әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт рәиси муһәммәд бин зайид ал нәһйан билән йепиқ сөһбәт өткүзди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, сөһбәт җәрйанида, түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисидики сийасий вә иқтисадий мунасивәтләр, район вә дунйави мәсилиләр һәмдә исраилийәниң пәләстин земинлириға қаратқан һуҗумлириниң музакирә қилинғанлиқини тәкитлиди.

байанатта, әрдоғанниң исраилийәниң пүтүн ғәззәгә охшаш рәфаһқа қилған һуҗумлириниму қобул қилғили болмайдиғанлиқини, хәлқара җәмийәт, хәлқара тәшкилатлар, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши вә алақидар дөләтләрниң тәдбир қоллинип исраилийәни тездин тохтитиши керәкликини оттуриға қойғанлиқиға ишарәт қилинди.

байанатта, җумһур рәис әрдоғанниң икки дөләтниң террорлуққа қарши турушта һәмкарлиқ орнитишиниң зөрүрийитини оттуриға қойуп, түркийәниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши пәрқләндүрүп олтурмастин күрәш қилидиғанлиқини билдүргәнлики әскәртилди.

җумһур рәис әрдоған йәнә ливийә миллий бирлик һөкүмити баш министири абдулһәмид дибәйбә биләнму йепиқ йиғин ачти.

униңдин башқа, молдавийә пирезиденти муһәммәд муйзузу билән көрүшкән әрдоған, хәлқаралиқ мәбләғ селиш ширкәтлири вә әмирлик аилилири игидарчилиқидики ширкәтләрниң вәкиллири биләнму көрүшти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر