түркийә сомалида йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға қарита тәзийәнамә елан қилди

түркийә сомалиниң пайтәхти муқдишуда алдинқи күни йүз бәргән террорлуқ һуҗумида қаза қилғанларға тәзийә билдүрди.

2100776
түркийә сомалида йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға қарита тәзийәнамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи сомали пайтәхти муқдишуда йүз бәргән террорлуқ һуҗуми тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: «сомалиниң бихәтәрликигә төһпә қошуш вәзиписини өтәватқан һәрбий хадимларниң қаза қилғанлиқидин чоңқур қайғурдуқ. сомали, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйн хәлқигә тәзийә билдүримиз» дейилди.

байанатта йәнә: «түркийә сомалиниң бихәтәрлики, муқимлиқи вә гүллинишини қоллап – қуввәтләшни давамлаштуриду» дейилди.

муқдишудики гордан һәрбий базисида вәзипә өтәватқан бир сомалилиқ әскәр әтрапидикиләргә оқ чиқарған болуп, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң йуқири дәриҗилик әскәрлириниму өз ичигә алған нурғун кишиниң өлтүрүлгәнлики вә йариланғанлиқи елан қилинған иди.

террорлуқ тәшкилати әшшабаб һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә елип, һуҗум қилғучиниң өзлириниң адәм бомбиси икәнликини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر