истанбулниң күчүкчәкмәҗә районидики қораллиқ һуҗум қаттиқ әйибләнди

истанбулниң күчүкчәкмәҗә районидики қораллиқ һуҗумдин кейин кәң көләмлик тутуш һәрикити башланди.

2100553
истанбулниң күчүкчәкмәҗә районидики қораллиқ һуҗум қаттиқ әйибләнди

түркийә авази радийоси хәвири:  адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң шәһәр башлиқи намзати әзиз йәниай истанбулниң күчүкчәкмәҗә районида сайлам сәпәрвәрлик хизмитини давамлаштуриватқан пәйттә, милтиқ вә тапанча билән унуңға қаритип оқ чиқирилди.

бир киши еғир йариланған һуҗумдин кейин, сақчи әтрәтлири вәқәгә қатнашқан кишиләрни тутуш үчүн һәрикәт башлиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий алақә һесабидики һуҗумға мунасивәтлик йазмисида қораллиқ һуҗумни әйибләп: «сайлам хизмәтлири җәрйаниниң сағлам вә демократийәмизгә йаришимлиқ шәкилдә илгириләватқанлиқини һәзим қилалмиғанларниң бу хизмәт җәрйанини зәһәрләшкә урунушиға һәргиз йол қоймаймиз. демократийәмиз, иттипақлиқимиз вә баравәрликимизгә қәст қилған һәр қандақ һуҗум мәқситигә йетәлмәйду» деди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмушму иҗтимаий алақә һесабида һуҗумни әйибләп: «демократийәниң әң муһим намайәндилиридин бири болған әркин сайлам муһитида, етилған һәр бир пай оқ, миллий ирадигә қарши бир һәрикәттур» деди.

демократийәни һуҗум нишани қилған һәр қандақ һәрикәтниң һәргиз мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән нуман қуртулмуш: «(һуҗум қилғучилар) иттипақлиқимизға вә қериндашлиқимизға һәргиз зийан салалмайду» деди.

муавин җумһур рәис җәвәт йилмазму өзиниң иҗтимаий алақә һесабида һуҗумни қаттиқ әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر