фидан түркийә билән ливийәниң қериндашлиқ мунасивәткә игә икәнликини ейтти

ташқи ишлар министири хақан фидан түркийә-ливийә мунасивәтлириниң «йилтизи интайин чоңқур болған қериндашлиқ мунасивәт» икәнликини ейтти.

2099419
фидан түркийә билән ливийәниң қериндашлиқ мунасивәткә игә икәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуватқан ливийәдә, миллий бирлик һөкүмитиниң баш министири абдулһәмид дибәйбә билән көрүшкәндин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

у ливийәни зийарәт қилғанлиқидин хушал икәнликини әскәртип, түркийә-ливийә мунасивәтлириниң «йилтизи интайин чоңқур болған қериндашлиқ мунасивәт» икәнликини билдүрди.

у зийаритидә баш министир дибәйбә билән кәң даиридә нурғун мәсилиләрни музакирә қилиш пурситигә еришкәнликини билдүрүп: «түркийәниң ливийәниң земин пүтүнлүкини, муқимлиқини вә изчил қоллайдиғанлиқини тәкрарлидим. болупму бу җәрйанда, икки дөләт оттурисида қилниватқан вә қилиниши мумкин болған хизмәтләрни музакирә қилдуқ» деди.

у дибәйбә билән район хәвпсизлики вә муқимлиқи мәсилилириниму музакирә қилғанлиқлирини әскәртип: «африқаниң җәнубида йүз бериватқан тоқунушлар, қийинчилиқлар вә ички урушлар тоғрисида түркийә-ливийә болуш сүпитимиз билән бирликтә немиләрни қилалаймиз, буларниму музакирә қилдуқ. террорлуққа, көчкә вә әткәсчиликкә қарши күрәш мәсилилиридиму өзара һәмкарлиқлиримизни көздин кәчүрүш пурситигә игә болдуқ» деди.

у түркийә һава йоллири ширкитиниң ливийәгә қайтидин айропилан сәпири башлаш мәсилисидиму пикир бирдәкликигә игә болғанлиқлирини қәйт қилди.

у ахирида, бу қетимқи ливийә зийаритиниң хәвпсизликтин иқтисадқичә, маариптин виза мәсилилиригичә болған кәң темиларда үнүмлүк ахирлашқанлиқини қәйт қилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر