түркийә «әсирниң апити» намлиқ шиддәтлик йәр тәврәшниң биринчи йилини хатирилимәктә

түркийә қаһраманмарашта йүз берип 11 вилайәткә тәсир көрсәткән «әсирниң апити» намлиқ йәр тәврәшниң биринчи хатирә йилида җараһәтлиригә мәлһәм сүрүшни давамлаштурмақта.

2098100
түркийә «әсирниң апити» намлиқ шиддәтлик йәр тәврәшниң биринчи йилини хатирилимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: 2023-йили 2-айниң 6-күни сәһәр саәт 4 тин 17 минут өткәндә, қаһраманмарашниң пазарчик наһийәсидә 7.7 бал, әлбистан наһийәсидә (түркийә вақти) саәт 13 тин 24 минут өткәндә 7.6 бал йәр тәврәп, 53 миң 537 адәм қаза қилди, 107 миң 213 адәм йариланди.

«әсирниң апити» намлиқ йәр тәврәшниң биринчи хатирә йилиға қәдәм қойулған минутларда түркийәниң һәрқайси җайлирида бирла вақитта паалийәтләр өткүзүлүп, йәр тәврәштә қаза қилғанлар хатириләнди.

түркийә миқйасидики һәр қайси мәктәпләр күндилик мәшғулатлирини 120 миң кивадрат километирлиқ җайдики 14 милйон пуқраға биваситә тәсир көрсәткән йәр тәврәштә һайатидин айрилғанларға бир минут һөрмәт билдүрүп сүкүттә туруш  билән башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر