фидан бүгүн малтада зийарәттә болиду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан малта пайтәхти валлеттада дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2098178
фидан бүгүн малтада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир фидан бүгүн рәсмий зийарәттә болуватқан валлеттада малта ташқи ишлар, йавропа ишлири, қошумчә сода министири иан борг билән көрүшиду.

министир фиданни малта пирезиденти җорҗ велла вә баш министир роберт абеламу қобул қилиду.

валлеттадики учришишлар җәрйанида, икки дөләт мунасивити, районға алақидар мәсилиләр һәмдә түркийә-йавропа иттипақи мунасивитигә алақидар мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر