ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалири ирақниң шималидики һәрбий һәрикәт районида вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлиригә оқ чиқирип, бир әскәрниң шеһит болуши, икки әскәрниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарди.

2097069
ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, террорчилар ирақниң шималидики һәрбий һәрикәт районида вәзипә өтәватқан әскәрләргә оқ чиқирип, пийадә қисимлар кәспий сержанти қадир диңгилни шеһит қилғанлиқини, һуҗумда йәнә икки әскәрниң  йариланғанлиқини уқтурди.

йариланған әскәрләрниң дәрһал дохтурханида балнистқа елинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға салған бу вәқәдә һайатидин айрилған сөйүмлүк шеһитимизгә аллаһтин рәһим-шәпқәт тиләймиз. униң мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәси вә алийҗанаб хәлқимизгә тәзийә билдүримиз вә сәвр тиләймиз. шундақла йаридарлиримизниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашмиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر