нуман қуртулмуш әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт рәиси билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш әрәб бирләшмә хәлипилики әмири муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшти.

2095428
нуман қуртулмуш әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт рәиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмушниң әбузәбидики қәср әл баһар сарийида әл нәһйан билән өткүзгән учришишида, икки тәрәплик мунасивәтләр шундақла район характерлик вә хәлқарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

нуман қуртулмуш учришишта, түркийә-әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлириниң йетип кәлгән нөвәттики сәвийәсидин мәмнун болғанлиқини тилға елип, икки дост вә қериндаш дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң наһайити йахши сәвийәдә икәнликини шундақла һәр саһәдә давамлиқ тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر