фидан булғарийә пирезиденти билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан булғарийә пайтәхти софийәдә пирезидент румен радев тәрипидин һузурида қобул қилинди.

2095430
фидан булғарийә пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң екс (X) бетидә министир хақан фиданниң булғарийә пирезиденти румен радев билән көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «министиримиз фидан софийәдә булғарийә пирезиденти румен радев тәрипидин һузурида қобул қилинди» дейилди.

министирлиқ тәрипидин һәмбәрләнгән йәнә бир учурда, хақан фиданниң булғарийә баш министири денков билән көрүшкәндин кейин, булғарийә баш муптиси мустафа һаҗи биләнму көрүшүп, «қази сәйфуллаһ җамәси»  ни зийарәт қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر