фидан булғарийә зийаритини башлиди

ташқи ишлар министири хақан фидан албанийә зийаритини ахирлаштуруп булғарийәгә йетип барди.

2095096
фидан булғарийә зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан булғарийә пайтәхти софийәдә һәқ-һоқуқ вә әркинлик партийәсиниң башлиқи мустапа карадайи, тәң һоқуқлуқ рәис намзатлиридин җәвдәт чакиров вә делйан пеевски билән көрүшти.

хақан фидан бүгүн (30-йанвар) булғарийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министири марийа габриел, пирезидент румен радев вә баш министир николай денков қатарлиқ рәһбәрләр билән көрүшиду.

у булғарийә зийаритидин кейин, чаршәнбә күни (31-йанвар) руменийәни зийарәт қилиду.

хақан фиданниң бу қетимқи үч дөләт зийаритидә, икки тәрәплик мунасивәтләрдин башқа, район вә дунйаниң нөвәттики вәзийити музакирә қилниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر