алпәр гәзәравҗи аләмдә туруп әрдоған билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиға, униң пүткүл хәлқ үчүн илһам икәнликини ейтти.

2091911
алпәр гәзәравҗи аләмдә туруп әрдоған билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә тунҗи түрк аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниң аләм сайаһитини һайаҗан ичидә көзәтмәктә.

аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи хәлқара аләм понкитидики вәзиписи рамкисида, түркийә билән әң аз дегәндә йәттә қетим алақилишиду. бу даиридә, у тунҗи болуп җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшти.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға: «пилан бойичә тәҗрибилиримни башлидим. бу йәрдики вақтимда һәммә тәҗрибиләрни түгитип, нәтиҗләрни хатириләймән. хәлқара аләм понкитиниң муһитиға наһайити тез маслишип кәттим. хизмәтлиримни пилан бойичә башлидим» деди.

рәҗәп таййип әрдоған алпәр гәзәравҗ ға мундақ деди:

«миллий аләм пирограммимиз рамкисида әмәлгә ашурған муһим вәзипә арқилиқ балилар вә йашлиримизни өз ичигә алған пүткүл хәлқимизгә илһам болдиңиз. сизниң сайаһитиңиз билән аләм пиланимизда йеңи дәврниң ишкини ечиш үчүн издәнгән болдуқ.»

рәҗәп таййип әрдоған йәнә, түркийәниң тунҗи аләм вәзиписиниң билим вәзиписи болуш нуқтисидинму интайин қиммәтлик икәнликини әскәртип: «бу арқилиқ билим хәзиниси үчүн муһим тәтқиқатларға, түркийәлик алимларму өз һәссисини қошқан болиду. у йәрдә охшимиған темиларда қилидиған тәҗрибилириңизниң мувәппәқийәтлик болушини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر