фидан: бихәтәрлики тәһдиткә учраватқини исраилийә әмәс, пәләстинликләр вә район дөләтлиридур

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан әнқәрәниң қуддустики муқәддәс җайларниң һимайичиси ийорданийә билән кеңишишкә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрүп: «биз һәр саһәдики һәмкарлиқимизни техиму күчәйтиш ортақ ирадисигә игимиз» деди.

2090774
фидан: бихәтәрлики тәһдиткә учраватқини исраилийә әмәс, пәләстинликләр вә район дөләтлиридур

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида түнүгүн (18-йанвар) әмәлгә ашурған ийорданийә зийарити тоғрисида учур һәмбәһриләп, өзиниң ийорданийә пайтәхти амманда падишаһ абдуллаһ иккинчи тәрипидин қобул қилинғанлиқини вә шаһзадә һәсән бин талал һәмдә ийорданийә муавин баш вәзири, қошумчә ташқи ишлар вәзири әймән сәфәди билән көрүшкәнликини билдүрди.

әнқәрәниң оттура шәрқ сийасий җуғрапийәсидә муһим рол ойнаватқан вә қуддустики муқәддәс җайларниң һимайичиси болған ийорданийә билән кеңишишкә әһмийәт беридиғанлиқини тилға алған фидан: «биз һәр саһәдики һәмкарлиқимизни техиму күчәйтиш ортақ ирадисигә игимиз» деди.

фидан ғәззәдики қирғинчлиққа хатимә берип, пәләстинликләрниң тегишлик игилик һоқуқ вә бихәтәрликкә еришишигә капаләтлик қилиш үчүн, ийорданийәлик мәнсәпдеши билән дипломатик тиришчанлиқларни бирликтә давамлаштуруватқанлиқлирини тәкитләп: «шуни унтуп қалмаслиқ керәкки, бихәтәрлики тәһдиткә учраватқини исраилийә әмәс, әксичә пәләстинликләр вә район дөләтлиридур. сепимизни мустәһкәм қилсақ, бу җәһәттә үнүм һасил қилидиған қәдәмләрни ташлишимиз мумкин» деди.

министир фидан йәнә ийорданийәниң меһмандостлуқиғиму миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر