алпәр гәзәравҗиниң аләм сәпири кечиктүрүлди

санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗир түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи аләмгә сәпәр қилидиған «Ax-3» аләм кемисиниң учушиниң 19-йанвар (2024) ға кечиктүрүлгәнликини билдүрди.

2090098
алпәр гәзәравҗиниң аләм сәпири кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗир екс (X) адресида учур һәмбәрләп, түркийәниң тунҗи аләм сәпириниң кечиктүрүлгәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи аләмгә сәпәр қиилдиған кеминиң учуши 19-йанвар әнқәрә вақти 00.49 ға кечиктүрүлди. униңғичә техникилиқ тәкшүрүшләр елип берилиду. алпәр гәзәрәвҗиниң тарихий вәзиписиниң мувәппәқийәт билән ахирлишишини төт көз билән күтүватимиз.»

спейс екс (SpaceX) иҗтмаий таратқу адресида, хәлқара аләм понкити (ISS) ға 17-йанвар «Ax-3» билән қилинидиған сәпәрниң америка вақти 18-йанварға кечиктүрүлгәнликиниелан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر