ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға еғир зәрбә берилди

ирақниң шималидики мәтина, хакурк, қандил районлири билән сүрийәниң шималидики 25 нишан һава һәрикити арқилиқ битчит қилинди, нурғунлиған п к к әзаси террорчилири уҗуқтурулди.

2088334
ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға еғир зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи ирақ вә сүрийәниң шималида елип берилған һава һәрикити һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, «п к к/к җ к вә башқа террорлуқ унсурлирини уҗуқтуруп, ирақ вә сүрийәниң шималидики хәлқкә вә бихәтәрлик қисимлириға қаритилған терорлуқ һуҗумлирини бир тәрәп қилиш вә чегра бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн  бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисиниң 51 - маддисидин кәлгән өзимизни қоғдаш һоқуқимизға мас һалда, ирақниң шималидики мәтина, хакурк, қандил районлири билән сүрийәниң шималидики терорлуқ нишанлириға қарши һәрбий һәрикәт елип берилди» дейилди.

байанатта, «һава һәрикити арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин ишлитиливатқан вә ичидә мәсул террорчиларниңму барлиқи мөлчәрләнгән өңкүр, панаһҗай, оқ-дора вә материйал искилатлиридин тәркиб тапқан 25 нишан битчит қилинди» дейилди.

байанатта, терорлуққа қарши күрәшниң ахирқи бир террорчи уҗуқтурулғанға қәдәр қәтийлик билән давамлишидиғанлиқи тәкитлинип: «бу һәрикәтләр җәрйанида бигунаһ кишиләрниң, дост амилларниң, тарихий вә мәдәнийәт мираслириниң зийанға учримаслиқи үчүн һәр түрлүк тәдбирләр елинди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر