ирақниң шималида 9 әскәр шеһит болди

ирақниң шималида түркийә армийәси билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к террорчилири оттурисида йүз бәргән тоқунушта 9 әскәр шеһит болди.

2088163
ирақниң шималида 9 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к террорчи унсурлириниң түркийә армийәсиниң <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити районидики һәрбий базиси тәвәликигә сиңип киришкә урунушидин кейин йүз бәргән тоқунушта, 9 әскәр шеһит болди, 4 әскәр йариланди. йариланған әскәрләр дохтурханиларда балнистқа елинди.

террорчиларниң һуҗумидин кейин, йерим кечидә ирақниң шималидики мәтина, хакурк, гара, қандил районлири билән сүрийәниң шималидики террорлуқ увилириға һавадин зәрбә берилди.

зәрбә бериш һәрикити җәрйанида, террорлуқ тәшкилати тәрипидин ишлитиливатқан, ичидә аталмиш мәсул дәриҗилик террорчиларму бар, дәп қариливатқан өңкүр, панаһлиниш орунлири вә нефит әслиһәлирини өз ичигә алған 29 нишан битчит қилинди؛ дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ 15 террорчи уҗуқтурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر