бүгүн әрдоғанниң рийасәтчиликидә йуқири дәриҗилик бихәтәрлик йиғини ечилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қарариға асасән, бүгүн истанбулда йуқири дәриҗилик бихәтәрлик йиғини ечилиду.

2088200
бүгүн әрдоғанниң рийасәтчиликидә йуқири дәриҗилик бихәтәрлик йиғини ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп, җумһур рәис әрдоғанниң долмабағчәдики ишханисида бихәтәрлик йиғини ечилидиғанлиқини елан қилди.

алтун учурида, йиғинға ташқи ишлар министири хақан фидан, ички ишлар министири әли йәрликайа, дөләт мудапиә министири йашар гүләр, армийә баш иштаб башлиқи генерал мәтин гүрак вә миллий истихбарат идариси башлиқи ибраһим қалинниң қатнишидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر