шималий ирақта бир әскәр шеһит болди

террорчиларниң ирақниң шималидики һәрбий һәрикити райониға сиңип кирип паракәндичлик селиш урунушлири нәтиҗисидә, түркийә армийәси пийадә қиисимлар кәспий сержанти сәмәт аслан шеһит болди.

2087806
шималий ирақта бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «2024-йили 11-йанвар, террорчиларниң <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити райониға сиңип кирип паракәндичлик селиш урунушлири нәтиҗисидә, пийадә қисимлар кәспий сержанти сәмәт аслан шеһит болди, бир қәһриман сәпдишимиз йариланди. йариланған сәпдишимиз дәрһал дохтурханиға йөткилип, балнистқа елинди» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға салған бу вәқәдә җенидин айрилған сөйүмлүк шеһитимизға аллаһтин рәһим-шәпқәт тиләймиз. униң мусибәтлик аилиси, түркийә армийәси вә алийҗанаб хәлқимизгә тәзийә билдүримиз вә сәвр тиләймиз. йариланған әскиримизниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашмиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر