миңларчә киши сарқамиш шеһитлирини хатирилиди

сарқамиш наһийәсидә сарқамиш һәрикитиниң 109 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.

2085290
миңларчә киши сарқамиш шеһитлирини хатирилиди
sarikamis harekati yuruyus1.jpg
sarikamis harekati yuruyus.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әнвәр паша қоманданлиқидики османли қошуниниң 1-дунйа уруши мәзгилидә русийә ишғалийити астидики земинлирини азад қилиш мәқситидә башлиған сарқамиш һәрикитиниң 109 – хатирә йили мунасивити билән уйуштурулған паалийәткә түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министири осман ашкин бак, аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министири маһинур өздәмир гөкташ, қарс валийси вә шәһәрниң муавин башлиқи зийа полат қатарлиқ нурғун сийасәтчи вә бйурократлар қатнашти.

дөләт ичи вә сиртидин кәлгән  қери – йаш нурғун киши соғуқ һаварайиға қаримай, сәһәрдила соға(а)нли билән аллаһуәкбәр тағлири оттурисидики қизилчубук чоққисида бир йәргә җәм болуп, «бу земинда изиңлар бар», «түркийә шеһитлири билән бирликтә йүримәктә» темилиқ паалийәткә қатнашти.

түркийә байриқини көтүрүвелишқан миңларчә киши бу йәрдә қуран кәримни оқуди, тәкбир вә салаватларни ейтип шеһитләргә дуа қилди, андин узулуқи 100 метир келидиған түркийә байриқини көтүргән ай-йултузлуқ мурасим райониға қарап йолға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر