министир фидан абдуллаһийанға тәзийә билдүрди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан иранниң керман шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

2084852
министир фидан абдуллаһийанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләр, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң иран ташқи ишлар министири абдуллаһийан билән телефонлишип, алдинқи күни иранниң керман шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүргәнликини әскәртти.

2020-йили 1-айниң 3-күни ирақниң пайтәхти бағдадта америка тәрипидин қәстләп өлтүрүлгән иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси қуддус қисимлириниң сабиқ қомандани қасим сулайманини хатириләш паалийити өткүзүлүватқан әснада (2024- йил 3- йанвар чаршәнбә) икки айрим партлаш йүз берип, 84 адәм һайатидин айрилған, 284 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر