әрдоған рәисигә телефон қилип, тәзийә билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иранлиқ мәнсәпдиши ибраһим рәисигә телефон қилип, түнүгүн керманда йүз бергән террорлуқ һуҗумлирида қаза қилғанларға тәзийә билдүрди.

2084097
әрдоған рәисигә телефон қилип, тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған пуқраларни зәрбә обйекти қилған террорлуқ һуҗумини әйиблигән телефон сөһбити җәрйанида, түркийәниң иранниң террорлуққа қарши туруш күришини қоллайдиғанлиқини тилға елип, иран хәлқигә сәвр тилиди вә иранни террорлуққа қарши турушта бирликтә һәрикәт қилишқа чақиридиғанлиқини қайта тәкитлиди.

сөһбәт җәрйанида йәнә, иран пирезиденти ибраһим рәисиниң бүгүн ишқа ашурулуши пиланлиниватқан түркийә зийаритини кейинки бир күнгә кечиктүрүш қарар қилинди.

түнүгүн иранниң керман өлкисидә иран инқилаби муһапизәтчилири армийәси қуруқлуқ қисимлириниң сабиқ қомандани қасим сулайманиниң қәбрисигә йеқин җайда йүз бәргән икки айрим террорлуқ һуҗумида 95 адәм һайатидин айрилғаниди.

америка қошма иштатлириниң 2020-йили 1-айниң 3-күнидики ирақниң пайтәхти бағдадтики һуҗумида қаза қилған сулайманиниң өлтүрүлгәнликиниң төт йиллиқи мунасивити билән, иранниң керман шәһиридә хатириләш паалийити уйуштурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر