миллий истихабарат идариси террорчиларни уҗуқтурушни давамлаштурмақта

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) ирақтики истихбарат торидин пайдилинип, п к к / й п г террорлуқ тәшкилати әзалириға зәрбә беришни давамлаштурмақта.

2084249
миллий истихабарат идариси террорчиларни уҗуқтурушни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: миллий истихбарат идариси түркийәдә вәқә пәйда қилишни пиланлаватқан «әрш бәрихвәдан» код исимлик п к к / й п г әзаси террорчи садиқ шәйх әһмәдниң сулайманийәниң пәнҗәвин тағлиқ районида паалийәт елип бериватқанлиқини ениқлап, нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берип уҗуқтурди.

террорчи садиқ шәйх әһмәд сүрийәдә террорлуқ тәшкилатиға вакалитән узун муддәт һәрикәт қилған, кейин ирақ тәрәпкә йөткәлгән болуп, әң ахирида ирақ-иран чегра линийәсидики п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​йуқири дәриҗилик әзалири билән бирликтә һәрикәт қилмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر