хақан фидан: һәқ - һәқиқәтни қоллаштин һәргиз чекинмәймиз

ташқи ишлар министири хақан фидан тоғрини вә һәқиқәтни қоллаштин һәргиз чекинмәйдиғанлиқини билдүрди.

2082639
хақан фидан: һәқ - һәқиқәтни қоллаштин һәргиз чекинмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: хақан фидан X иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирләнгән йеңи йиллиқ учурида, җумһурийәтниң 100 - йилини вә ташқи ишлар министирлиқииниң ули селинғанлиқиниң 500 - йилини узатқанлиқини әскәртти.

хақан фидан: «хәлқара түзүм ениқсизлиққа толған вә дунйа миқйасида муқимсизлиқ йүз бериватқан бу дәврдә, җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә елип бериватқан түркийә мәркәзлик мустәқил ташқи сийасәт дөлитимизни хәлқараниң күнтәртипини бәлгиләйдиған, һалқилиқ җуғрапийиләрдә тәсир йаратқан, муһим бир актийорға айландурди» деди һәмдә 2024-йилида әхлақий қиммәт қарашларға мәһкәм бағланған, риал вә үнүмлүк ташқи сийасәтниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.

хақан фидан: «миллитимиздин алған күч билән йәр шаридики адаләтсизлик вә хаталиқларға қарши авазимизни йаңритиштин ваз кәчмәймиз. тоғрини вә һәқ - һәқиқәтни қоллаштин чекинмәймиз. <түркийә әсри нишани> даирисидә йолға қойған мустәқил вә миллий ташқи сийаситимизниң чоңқурлуқини шундақла көлимини техиму ашуримиз» деди һәмдә бу нишанлар үчүн хизмәт қиливатқан министирлиқ хадимлириға шундақла дунйаниң һәрқайси җайлирида әстайидиллиқ билән хизмәт қиливатқан барлиқ мәмурларға миннәтдарлиқини билдүрди.

хақан фидан дөләт ичи вә сиртида йашайдиған пуқраларниң йеңи йилини тәбрикләп, 2024-йилиниң түркийәгә, түрк хәлқигә вә инсанийәткә хәйрилик болушини тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر