мардинда тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар уҗуқтурулди

нусайбин йезилирида елип берилған һәрикәттә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзаслиридин бирси йешил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған, йәнә бирси  күлрәңлик тутуш буйруқи чиқирилған җәмий үч террорчи уҗуқтурулди.

2082492
мардинда тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа һәрикәтниң тәпсилатлирини иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлиди.

мардинниң нусайбин наһийәсигә қарашлиқ аталмиш ​​багок йезисида елип берилған һәрикәткә жандарма алаһидә һәрикәт әтрити, жандарма командири вә бихәтәрлик хадимлиридин тәркиб тапқан алаһидә гуруппилар қатнашти.

һава армийәси қоманданлиқ иштаби вә жандарма қораллиқ учқучисиз айропиланиму һәрикәттә орун алди.

йешил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған дәлил бал билән күлрәңлик тутуш буйруқи чиқирилған ислам олчай вә сүрийә пуқраси раман лоқман исимлик ​​терорчилар бир тәрәп қилинди.

терорчиларниң 2015-йилдин 2023-йилғичә болған арилиқта тәшкилатқа қетилғанлиқи йүз бәргән 10 қетимлиқ терорлуқ һуҗумида икки әскәр вә икки пуқрани шеһит қилғанлиқи һәмдә 14 әскәрни йариландурғанлиқи ениқланди.

әли йәрликайа йазмисида: «шеһитлиримизниң қени йәрдә қалмайду, күришимизни ахирқи бир терорчи йоқутулғанға қәдәр қәтий ирадә билән давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر