фирансийә деңиз тәвәликидә 20 түркийә пуқраси қутқузувелинди

фирансийә бретонйа райони деңиз тәвәликидә от кетиш сәвәбидин мотори бузулған парахоттики 20 түркийәлик хадим қутқузувелинди.

2082075
фирансийә деңиз тәвәликидә 20 түркийә пуқраси қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә таратқулиридики хәвәрләрдә көрситилишичә, бретонйаниң пенмарч базири деңиз тәвәликидә түнүгүн (28-декабир) «гуана» намлиқ панама байриқи есилған парахотниң моториға от кәткән.

атлантик деңиз валий мәһкимисиниң бу һәқтики байанатида қәйт қилинишичә, парахоттики 20 түркийәлик хадимниң бәзилири тик учар билән, бәзилири башқа парахотлар билән қутқузувелинған.

тик учар билән қутқузувелинған 14 түркийәлик хадим түнүгүн (28-декабир) шу йәр вақти 23.00 тә «Lanveoc-Poulmic» деңиз армийә базисиға орунлаштурулған. қалған алтә деңизчи фирансийәниң брест шәһиригә қарап кетиватқан испанийәниң «Esperanza del Mar» исимлик парахотиға чиқирилған.

гуана парахотиниң түркийәгә төмүр рудиси тошуйдиғанлиқи билдүрүлди.

дипломатик мәнбәләр, түркийәниң нант консулханисиниң парахоттики 20 түркийәлик хадимниң саламәтлик әһвали тоғрисида фирансийәниң мунасивәтлик органлиридин мәлумат алғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر