ташқи ишлар министирлиқи түркийә пуқралириниң суданға сайаһәткә бармаслиқини тәвсийә қилди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли түркийә пуқралирини «пәвқуладдә зөрүр болмиған әһвал астида» суданға сайаһәткә бармаслиққа чақирди.

2081625
ташқи ишлар министирлиқи түркийә пуқралириниң суданға сайаһәткә бармаслиқини тәвсийә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатчи өнҗү кәчәли иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип: «суданниң бихәтәрлик вәзийитиниң барғансери начарлишиватқанлиқини әпсуслуқ ичидә көрмәктимиз. пуқралиримизниң пәвқуладдә зөрүр болмиған әһвалда суданға сайаһәткә бармаслиқини тәвсийә қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

нөвәттә суданда туруватқан түркийә пуқралирини түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи вә түркийәниң хартумдики әлчиханисиниң қошумчә агаһландуруш вә уқтурушлирини йеқиндин көзитишни давамлаштурушқа һәмдә шәхсий бихәтәрликлирини қоғдашқа әһмийәт беришкә чақирған кәчәли, судан портида хизмәт қиливатқан әлчихана вә түркийә консулханилар мәркизиниң алақә учурлирини ортақлишип: «нөвәттә судан портида хизмәт қиливатқан хартум әлчиханимизниң алақилишиш номури: 00249900942738, елихәт адреси: embassy.khartoum@mfa.gov.tr؛ түркийәдики консулхана чақирғу мәркизиниң алақилишиш номури: 00903122922929» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر