әрдоған мәһмәт акиф әрсойни хатириләш йиғинида сөз қилди

әрдоған өзлириниң зулумға сүкүт қилидиған гача шәйтанлардин болмайдиғанлиқлирини, ғәззә қатарлиқ барлиқ җайлардики өлтүрүлгән, сөмүрүлгән вә езилгән кишиләр үчүн, һәқиқәт вә һәққанийлар тәрәптә турушни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

2080709
әрдоған мәһмәт акиф әрсойни хатириләш йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән истиқлал (мустәқиллиқ) шаири мәһмәт акиф әрсойни хатириләш паалийитидики сөзи җәрйанида, исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззәдики вәһшийликигә «тохта дәңлар» дегән шоари арқилиқ наразилиқ билдүргән йашларни йәнә бир қетим тәбриклиди.

у өзлириниң зулумға сүкүт қилидиған гача шәйтанлардин болмайдиғанлиқлирини, ғәззә қатарлиқ барлиқ җайлардики өлтүрүлгән, сөмүрүлгән (експлататсийә қилинған) вә езилгән кишиләр үчүн, һәқиқәт вә һәққанийлар тәрәптә турушни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлиди.

түркийәниң террорлуққа қарши туруш күриши тоғрисидиму тохталған әрдоған: «һәммә шуниңға ишиниши керәкки, мустәқиллиқимизға қаритилған һуҗумлар давамлишидиғанла болса, бизму кәлгүсимизни қоғдаш күришимизни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у сөзи җәрйанида йәнә, иттипақлиқ вә баравәрликниң әһмийтини тәкитләп: «түркийә бизниң ортақ вәтинимиз, ортақ өгзимиз. биз һәммимиз бирмиз, қериндашмиз, баравәрмиз. түркийәниң корд, сүнний вә аләвийләрдин тәркиб тапқан 85 милйон нопуси бир гиләмниң гүллиригә охшайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر