хақан фидан нато вә йавропа иттипақини тәнқид қилди

ташқи ишлар министири фидан: «йавропа иттипақиниң түркийәни шерик әмәс рәқип сүпитидә көрүши вә бәзи нато дөләтлириниң түркийәниң бихәтәрлик сәзгүрлүклирини ойлашмаслиқи, түркийәни башқа истратегийәләрни тәрәққий қилдурушқа йүзләндүрди» деди.

2079625
хақан фидан нато вә йавропа иттипақини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хақан фидан түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) (TBMM) омумий кеңишидә, министирлиқиниң 2024-йиллиқ хамчоти һәққидә сөз қилди.

у түркийәниң ташқи сийасәттә хәлқара күнтәртипини бәлгиләйдиған вә һалқилиқ җуғрапийәлик орунларға тәсир көрситидиған күчкә айланғанлиқини билдүрүп: «түркийәниң әхлақий қиммәт қаришида чиң туруп, әмәлийәтчан вә үнүмлүк ташқи сийасәт йүргүзүши илгирики һәр қандақ вақиттикидин қиммәтлик болуп қалди. бу бизниң ғәззәдики зулумға қарши авазимизни үнлүк чиқиришимизниң сәвәби. бәдилиниң қанчилик чоң болушидин қәтийнәзәр, неминиң <тоғра>, неминиң <хата> икәнликини дейиштин иккиләнмәймиз. биз пәләстинлик қериндашлиримизни һәр даим қоллап кәлдуқ, кейинки күнләрдиму уларни давамлиқ қоллаймиз» деди.

у сүрийәниң земин пүтүнлүки вә сийасий бирликигә әмәл қилидиғанлиқлирини тәкитләп, террорлуқ тәшкилатлириға, болупму п к к|й п г ға қарши күрәшниң давам қилидиғанлиқини байан қилди.

у шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң сийасити һәққидә тохтилип мундақ деди: «натодики бир қисим дөләтләрниң йеқинқи йилларда йолға қойған сийасәтлиригә қарайдиған болсақ, сүрийәдә п к к|й п г ни қоллиши вә түркийәгә мудапиә санаитидә йүргүзүлгән җаза зиддийәт пәйда қилиду.»

у йавропа иттипақи билән болған мунасивәт һәққидиму тохталди вә мундақ деди:

«йавропа иттипақиниң түркийәни шерик әмәс бәлки рәқиб дәп қарайдиғанлиқи вә натодики бир қисим иттипақдашлиримизниң бихәтәрлик сәзгүрлүкимизни ойлашмаслиқи дөлитимизни техиму көп иқтидар вә башқа истратегийәләрни тәрәққий қилдурушқа йүзләндүрди. бу биз үчүн таллаш әмәс, бәлки дөлитимиз вә миллитимизниң мәвҗут болуп турушиниң еһтийаҗи болуп қалди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر